Все игры
Обсуждения
Сортировать: по обновлениям | по дате | по рейтингу Отображать записи: Полный текст | Заголовки

Хитай сақчи...

Турсунахун һәсән ғайиб оғлини тутуп кәткән сақчини қәшқәр йеңишәһәрдә тонувалди

2012-10-19

Хитай сақчи органлири 5-Ийулдин кейинки тутқун вә бастурушлирида садир қилған җинайәтлирини йошуруш үчүн, ғайиплар аилә-Тавабиатлириға ғайибниң сақчилар тәрипидин тутулғиниға аит испат әкелишни тәләп қилишмақта.

RFA/Shohret Hoshur

5-Ийулдин кейин из-Дерәксиз ғайиб болған, илгирики программимизда тонуштуруп откән җүмә турсун.

2009-Йили 8-Айниң 2-Күни сақчилар тәрипидин тутуп кетилип, ғайиб болуп кәткән җүмә турсунниң аилисиму мушу хил соалға дуч кәлгәнләрдин бири. Җүмә турсунниң дадиси турсунахун һәсән, испат тәййарлаш үчүн оғлини тутуп кәткән сақчини икки йил издигән, ахири мәзкур сақчини қәшқәр йеңишәһәрдә тонувалған. Сақчи болса һодуққан һаләттә, бир қисим зит гәпләрни қилип җүмә турсунни тутқанлиқидин тенивалған.
Җүмә турсунни тутуп кәткән сақчи икки нәпәр болуп, униң бири хитай, бири уйғур. Сақчилар әйни чағда җүмә турсунни елип маңғанда, өзлириниң кимлики вә қайси сақчиханида ишләйдиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмигән. Шуңа турсунахун, оғлини тутқан сақчини издәш үчүн алди билән өзи олтурушлуқ мәһәллиниң сақчиханисиға барған؛ әмма у бу йәрдә оғлини тутқан сақчини учратмиған. Андин у бир таксини кира қилип, үрүмчидики 100 дин артуқ сақчиханиға берип, сақчиханилардики сақчиларниң рәсимлиригә қарап чиққан؛ у йәнила издигән сақчини тапалмиған. У йеқинда, бир иш билән қәшқәр йеңишәһәргә барғанда, икки йилдин бери өзи издәватқан сақчини учратқан.

У сақчини тонувалғандин кейин, дәрһал ипадә билдүрмигән؛ у алди билән үрүмчигә қайтип келип ғайиб оғлиниң рәсимини елип айали билән бирликтә йеңишәргә қайта барған. Турсунахунниң айалиму оғлини тутқан сақчини тонуған вә улар, сақчиға оғлиниң рәсимини көрситип, оғлини қайси сақчиханиға тапшуруп бәргәнликини сориған. Сақчи җүмә турсунниң рәсимини көрүп сәл җиддийләшкән вә өзиниң үрүмчигә тазилашқа бармиғанлиқини вә йеңиериқ сақчиханисиниң башлиқиниң үрүмчигә барғанлиқини ейтқан вә икки күндин кейин қайта көрүшүшни тәвсийә қилған؛ қайта көрүшкәндә болса, сақчихана башлиқиниң үрүмчигә барғанлиқидинму тенивалған.
Мәлум болушичә, муһәммәтҗан абләт, қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ сақчиханисиниң сақчиси вә сақчиханиниң сийасий йетәкчиси. У ғайиб җүмә турсунни тутқанлиқидин тенивалмақта. Бир дөләтниң сақчиси, немә үчүн өзиниң адәм тутуштин ибарәт адәттикичә бир иҗраатидин тенивалиду? мана бу соал, ғайибларниң җүмлидин җүмә турсунниң тәқдири һәққидики әндишиләрни техиму күчәйтмәктә.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved

Токио: хитайға қарши намайиш

Хитай хәлқ җумһурийити қурулғандин буйанқи 63 йилдин бери, хитай компартийисиниң уйғурлар, моңғуллар, тибәтликләр үстидин йүргүзүп келиватқан миллий қирғинчилиқини әйибләш вә паш қилиш мәқситидә, йапонийидики уйғурлар, моңғуллар, тибәтләр вә инсанпәрвәр йапонийиликләр токйода җәм болуп, чоң көләмлик намайиш елип барди.


Токйодики уйғур, тибәт, моңғуллар бирликтә хитайға қарши намайиштин бир көрүнүш


Бу қетимқи намайишни моңғулийә әркин иттипақ партийиси, оттура - Асийа тәтқиқат орни, җәнубий моңғулийә инсан һәқлирини қоғдаш бирлики, җәнубий моңғулийигә йардәм бериш қурултийи, «йапонийә алға» тәшкилатиниң мәмликәтлик һәрикәт комитети тәйвән тәтқиқат мунбири, йапонийә уйғур җәмийити, вә тибәт мәсилисини музакирә қилиш уйушмисидин ибарәт аммиви тәшкилатлар бирлишип орунлаштурди.

Намайиш токйо шәһириниң мәркизи шинҗуку районидики кашиваги бағчисида чүштин кейин саәт 2:30 да башланди. Намайишчилар кочиға йүрүш қилиштин бурун, орунлаштурғучи орунларниң мәсуллиридин даичин, турмуһаммәт һашим, мизушима, нагайама, кобайаши қатарлиқ әпәндиләр сөзгә чиқип, хитайларниң йат милләтләргә қиливатқан таҗавузчилиқлирини қаттиқ әйиблиди. Намайишчилар токйониң әң ават кочилирида уйғур, тибәт, моңғул байрақлирини ләпилдитип хитайни әйибләйдиған шоарларни товлап йүрүш қилип, шәһәр аһалисиниң диққитини тартти.

Саәт 3:30 да хитай баш әлчиханиси алдида намайишчилар көтүрәңгү роһ билән шоар товлап өзлириниң наразилиқ билдүрүш хетини хитай консулханисиниң дәрвазидики хәт сандуқиға селип қойди.

Бу қетимқи намайишқа җәмий үч йүздин артуқ киши қатнашқан. Биз намайиш һәққидә ениқ мәлумат елиш үчүн, дунйа уйғур қурултийиниң тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси, оттура - Асийа тәтқиқат орниниң мәсули доктор турмуһәммәт һашим вә уйғурларниң йеқин дости шираиши әпәндим вә шундақла тибәткә йардәм комитетиниң рәиси кобайаши әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Доктор турмуһәммәт һашим намайиш һәққидә тохтилип мундақ деди:

Уйғурларниң йеқин дости шираиши әпәндим бүгүнки намайиш һәққидә өзиниң тәсиратини байан қилип мундақ деди:

Бүгүнки токйода биз уйғур, тибәт, моңғул вә йапонийиликләр бирликтә наһайити дағдуғилиқ намайиш елип бардуқ. Намайишта уйғур, тибәт, моңғулларниң байриқи ләпилдәп оттуриға чиқти. Намайишқа уйғур, тибәт, моңғулларни қоллайдиған кишиләрму бирликтә намайишқа қатнашти. Бу намайиш токйодики шинҗикудики әң ават йеридә өткүзүлди. Вә йапон хәлқигә йахши бир тәшвиқат болди. Мән бүгүнки намайишни наһайити йахши болди дәп ойлаймән. Дәйду.

Тибәткә йардәм бериш комитетиниң рәиси кобайаши әпәндим бу қетимқи намайишқа болған өзиниң көз қарашлири байан қилип мундақ деди:

Мән узун йилдин бери тибәткә йардәм берип кәлгән бир будда диниң раһиби болимән. Йапонийидә уйғур, тибәт, моңғул мәсилисини аввал тибәт мәсилисини билгәндин кейин йапон хәлқи андин шәрқий түркистандики уйғурларниң мәсилисини билди. Вә уйғурларға көңүл бөлүшкә башлиди. Болупму хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип барған 46 қетимлиқ атом бомбиси синиқиға йапон хәлқи толиму ечиниду. Һазир йапонийидә уйғур, тибәт моңғул мәсилисигә көңүл бөлүш вә йардәм бериш һәрикити наһайити илгирилимәктә. Дәйду.


Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.


2 йени китаб нәшр қилинди

5_ Ийул үрүмчи қәтлиами вә шәрқий түркистан дегән китаб нәшр қилинди


5_ Ийул үрүмчи қәтлиами вә шәрқий түркистан дегән китаб әнқәрәдә нәшр қилинди. Бу китабни әнқәрә университети тил вә тарих - Җуғрапийә паколтити һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбийатлири бөлүминиң оқутқучиси, уйғур зийалий доктур әркин әмәт йазған.

RFA/Arslan

5_ Ийул үрүмчи қәтлиами вә шәрқий түркистан дегән китаб



Бу китаб уйғурларниң қәдими тарихлириниму өз ичигә алған болуп, китабниң баш қисмида, уйғурларниң қайси әсирдә қандақ дөләт қурғанлиқи, қачандин башлап мустәқил йашап кәлгәнлики, қайси йили хитайниң ишғалийитигә учриғанлиқи вә уйғурларниң ишғалийәткә қарши елип барған азадлиқ уруш - Қозғилаңлири вә урушниң нәтиҗилири тоғрисида тәпсили тохталған.

Китабниң кейинки қисмида, 2009 _ йили 5 _ ийул үрүмчи қәтлиами вә у вәқәниң дунйаға көрсәткән тәсири шундақла, ислам әллири, түркийә вә йавропа әллириниң бу вәқәгә қарита тутқан позитсийиси вә инкаслири, түркийә һөкүмитиниң бу вәқәгә қарита тутқан мәйдани вә байанатлири тоғрисида тохталған.

Аптур, «5_ ийул үрүмчи қәтлиами вә шәрқий түркистан» дегән китабниң кириш сөзидә, бу китабни 2000 _ йиллардин башлап издиниш вә тәтқиқат елип бериш нәтиҗисидә йезип чиққанлиқини ипадилигән. Аптор йәнә бу китабни йезишқа түрткә болған амилларни ипадиләп мундақ дегән: мәнивий мәсулийәт, шәрқий түркистанлиқ болушум, қанлиқ вәқәләрниң тәсирини бивастә һес қилған болуштин келип чиққан чоңқур ишәнч бу китабни йезип чиқишқа түрткә болди.

Аптор китабниң кириш сөзидә йәнә мундақ йазған: йақуп бәг 1877 _ йили май ейида вапат болғандин кейин, 1863 _ йили қәшқәрдә қурулған бәдөләт йиқилди. Хитайлар бу пурсәтни ғәнимәт билип зор қошун башлап келип 1878 _ йили 16 _ майда шәрқий түркистанни ишғал қиливалди. Бир мәзгил зо зуңтаң қоманданлиқидики армийә тәрипидин башқурулған шәрқий түркистан 1884 _ йили 18 _ нойабир хитай импературлуқиниң буйруқи билән хитайниң 19 _ өлкиси сүпитидә шинҗаң «йеңи земин» дегән намида бивастә хитай империйисиниң башқуруш даирисигә кирди. У күндин башлап һазирғичә шәрқий түркистанда чоң - Кичик болуп җәмий 200 әтрапида қозғилаң көтүрүлди. 3 Қетим мустәқил дөләт қурулди. Толиму әпсуски, бу тарихий вәқәләр дунйа дөләтлиригә нисбәтән йетәрлик дәриҗидә айдиңлашмиди. 5 - Ийул үрүмчи вәқәси шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән қанлиқ вәқәләр ичидә көлими әң чоң, тәсири йуқири вәқәләрдин бири болуп, дунйа күнтәртипидин орун алди. Түркийә җумһурийитиниң бу қанлиқ вәқәгә тутқан позитсийиси шәрқий түркистанлиқларни наһайити сөйүндүрди. Хитай бир партийилик дектатурлуқ түзүм билән башқурулуватқан дөләт болғачқа, үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийити һелиһәм ашкариланмай йепиқ һаләттә туруватиду. Мәзкур әсәр үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири билән бирликтә үрүмчи вәқәси вә кейинки өзгиришләрни дәлил - Испатлар билән йорутуп бериду.

Бу китаб 21 _ әсиргә қәдәм қойған күнимиздә шәрқий түркистанда йүз бериватқан ечинишлиқ тирагедийиләрни һәр җәһәттин бир пүтүнлүк ичидә илмий усул билән чүшәндүрүп бериду.

Бу китаб муқәддимә қисми болуп җәмий 7 бабтин тәркип тапқан. Биринчи баб шәрқий түркистанниң қисқичә тарихий, һазирқи нопус қурулмиси, диний қурулмиси, идарә түзүми вә һазирқи иқтисади вә иҗтимаи әһвали тоғрисидики мәлуматларни өз ичигә алиду.

Китабниң 2 - Бабида, 5 _ ийул үрүмчи қәтлиаминиң һәқиқий маһийити, хитай һөкүмитиниң мәзкур вәқә тоғрилиқ елан қилған байанати вә уйғурларниң буниңға қайтурған инкаслири, дунйа уйғур қурултийиниң хитайниң байанатиға бәргән җаваби тема қилинған. Униңдин башқа йәнә, дунйадики дөләтләрниң үрүмчи вәқәсигә қарита билдүргән инкаслири, җүмлидин ғәрб дөләтлириниң инкаслири вә түркийә җумһурийити баш министири рәҗәп таййип әрдуғанниң үрүмчи вәқәсигә қарита қайтурған инкаси қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алиду.

Китабниң 3 - Бабида, 5 _ ийул үрүмчи қәтлиамидин кейин мәйданға кәлгән өзгиришләргә орун берилгән болуп, түркийә һөкүмитиниң 98/36 номурлуқ шәрқий түркистанға мунасивәтлик мәхпий һөҗҗәтни әмәлдин қалдуруши, дунйа уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң 5 - Ийул үрүмчи қәтлиаминиң һәқиқий маһийитини чүшәндүрүш үчүн йапонийә вә йавропа дөләтлиридә елип барған һәр түрлүк паалийәтлирини тәпсили байан қилиш билән биргә 5 _ ийул үрүмчи қәтлиамидин кейин, хитай һөкүмити арқа - Арқидин иҗра қилған өлүм җазалири, сәвәбсиз қолға елишлири вә һәқсиз җазалашлири тоғрисида тохталған вә йәнә уйғурлар билән хитайларниң мунасивитигә көрсәткән тәсири вә вәқәдин кейин икки милләт мунасивитиниң қайси йүзлинишкә қарап маңғанлиқи қәйт қилинған.

4 _ Бабта болса, уйғурларниң һазирқи ечинишлиқ әһвалиниң қандақ болуп шәкилләнгәнлики асас тема қилинған болуп, 60 йилдин буйан шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән вәқәләр тәпсили байан қилинған. Бу бабта йәнә хитайниң уйғурларға қаратқан ассимилийатсийә сийаситиниң әң муһим ипадилиридин бири болған тил сийасити тоғрисида тәпсили байан қилинған.

Китабниң 5 - Бабида, чәтәлләрдики шәрқий түркистан давасиниң тарихий қисқичә байан қилинған. Шәрқий түркистан давасиниң чәтәлдә қачан вә қандақ башланғанлиқи, тәрәққийати вә һазирқи вәзийити чүшәндүрүлгән. Униңдин башқа йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң шәрқий түркистан мәсилиси үстидә елип барған хизмәтлири тоғрисида тохталған.

6 - Баб дунйа уйғур қурултийи рәиси рабийә қадирханим вә 5 - Ийул үрүмчи қәтлиаминиң шаһитлири билән елип барған сөһбәт хатирисини өз ичигә алған.

Биз бу китаб тоғрисида тәпсили мәлуматқа игә болуш үчүн китабниң тәһрирлик вәзиписини өтәп нәшргә тәййарлиған, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи абдуҗелил туран әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуҗелил туран әпәнди, бу китабниң шәрқий түркистанда йүз бериватқан ечинишлиқ тирагедийиләрни һәр җәһәттин бир пүтүнлүк ичидә илмий усул билән чүшәндүрүп бериштә, болупму 5 _ ийул үрүмчи қәтлиаминиң һәқиқий маһийитини чүшиништә муһим әһмийәткә игә икәнкини билдүрди.


Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

Чин Уйгур Авлади - Мы в ВК

Ассалам Алеикум кериндашлар!
Спешу донести до вас то что мы теперь в полной мере функционируем и в ВК. - vk.com/chin_uighur_avladi
Новости, видео, статьи и много всякой полезной информации ждут вашего внимания! 

Мәсүмҗан Зулпиқароф аләмдин &#1

Алматада атақлиқ йазғучи мәсүмҗан зулпиқароф аләмдин өтти



12 - Өктәбир күни алматада уйғур миллий азадлиқ һәрикитиниң актип иштракчилиридин бири, атақлиқ йазғучи, шаир һәм драматорг, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң капитани, җаамаәт әрбаби мәсүмҗан зулпиқароф 87 йешида аләмдин өтти.


RFA File

Сүрәт, пешқәдәм тарихий шаһид вә язғучи һазир алмата шәһиридә яшаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәндиниң сүрити.


Уни ахирқи сәпәргә узитиш мурасимида сөзгә чиққан зийалийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вә йурт - Җамаәтчилик вәкиллири әдипниң уйғур хәлқи вә қазақистан җумһурийити үчүн көрсәткән хизмәтлиригә йуқири баһа бәрди һәмдә униң әсәрлириниң әвладлар хатирисидә мәңгү сақлинидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.


Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

уйғур тилини сақлаш...

Һиҗрәттики уйғурларниң ана тилини сақлишида әң чоң риқабәт -Нопусниң аз вә тарқақ бөлиши
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012-10-02

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан маарип вә миллий сийасәтлири уйғурларниң аптономийә һоқуқи астида өз тилини ишлитиши вә сақлишиға тосқунлуқ йаритиватқан болса, чәтәлләрдә йашаватқан уйғурларму охшашла өз тилини сақлаш вә уни кейинки әвладлириға йәткүзүштә охшимиған бесим вә тосалғуларға дуч кәлмәктә.

Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати шундақла дунйа уйғур қурултийи қатарлиқ нөвәттә уйғурларниң тил вә йезиқини қоғдаш җәһәттә хәлқарада паалийәт елип бериватқан тәшкилатлар чәтәлләрдики уйғурларниңму уйғурларниң ана тилни қоғдаш һәрикитигә ортақлишишини шундақла өзлири йашаватқан әлләрдики әвзәлликләрдин вә қанунлардин толуқ пайдилинип ана тил қоғдаш һәрикитини йәниму җанландурушни, әмәлий елип беришни тәшәббус қилиду.

Тил алақә қорали, кәң аммиви асасқа игә болуш йәни униң истемали, тилниң сақлинип қелишиниң дәсләпки шундақла әң муһим шәрти. Гүзәл вә җәзбдар уйғур тилиниң тәрәққийати тарихиға мунасивәтлик бибаһа пакитлар буни испатлап туридуки уйғур тили нәччә миң йиллардин буйан охшимиған дәвр вә шараитларда уйғурларниң истемалидин чүшүп қалмиғачқа һазирға қәдәр йетип келәлигән.

Нөвәттә хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сийасити уйғур ана тил маарипиға елип келиватқан ғәлитилик вә қалаймиқанчилиқтин, уйғурлар өз пәрзәнтлиригә ана тилини өгитиштә гаңгираш һес қилдурған болса, уйғур мәдәнийәт топидин айрилған охшимиған тил шараитлирида,чәтәлләрдә йашаватқан уйғур ата аниларму охшашла йад тил вә йад мәдәнийәт шараитида пәрзәнтлириниң уйғур тилиға варислиқ қилиш һәққини қандақ қилип қоғдаш йолида қайғуриду.

Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һоқуқи бөлүми мәсули қәйсәр өзһун әпәнди, охшимиған әлләрдә йашаватқан уйғурларниңму, хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң йеқинда мақуллиған "уйғурларниң тилини ишлитиш вә өз тилида маарип елип бериш һоқуқини қоғдаш" қарар лайиһисигә охшаш аз санлиқ милләтләрниң тилини қоғдашқа мунасивәтлик хәлқаралиқ әһдинамә вә қанунлардин үнүмлүк пайдилинишқа вә әмәлий һәрикәт елип беришқа чақирди.

Гәрчә уйғурларниң һиҗрәтлик һайатини башлиши техи йеқинқи тарих болсиму, болупму мәдәнийәт риқабити қучақлашма җәң һалитигә киргән бүгүнки америка йавропа әллиридә йашаватқан уйғурлар, өз ана тилини сақлаш вә уни пәрзәнтлиригә өз гүзәллики алаһидилики бойичә мирас қалдурушни өзиниң пәрзәнти вә милләт алдидики әң йүксәк мәҗбурийити икәнликини тонуп йәтмәктә шуниңдәк буниң үчүн өзлириниң әмәлийитигә йариша һәрикәт қолланмақта.
Әмма дунйа уйғур қурултийи муавин рәиси үмид агаһи әпәнди чәтәлләрдики уйғурларға нисбәтән нопусниң аз вә тарқақ болуши уйғур тилини сақлаштики әң әҗәллик бир мәсилә икәнликини оттуриға қойди.

Рошәнки үмид әпәнди чүшәндүргәндәк һәр қайси әлләрдә уйғурларниң сани вә шараити охшимисиму әмма нөвәттә һәр қандақ тил шараитида йашаватқан уйғурлар, уйғур уйушмилири вә җәмийәтлири уйғур пәрзәнтлиригә өз ана тили вә мәдәнийитини өгитишни әң муһим паалийәтләр қатариға қоймақта. Шундақла уйғур җәмийәтлиридә тил өгинишни вә қоллинишни бир мәдәнийәт һесабида омумлаштурушқа тиришмақта.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

Хитай федерацияси.

Профессор лиң җйефу ху җинтав қатарлиқларға хәт йезип, хитайни 6 җумһурийәтлик федератсийә түзүмигә өзгәртишни тәләп қилған
Мухбиримиз әркин
2012-10-15

Хитай компартийиси 1949-Йили һакимийәтни қолға елиштин бурун, милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш, җуңгода федератсийилик түзүмни йолға қойушни изчил тәшәббус қилип кәлгән иди.

Бирақ 1949-Йили компартийә һакимийәтни қолға алғандин кейин, федератсийилик түзүм бирдәк инкар қилинған. Лекин йеқиндин буйан, хитайниң ичи вә сиртидики бәзи зийалийларда федератсийилик түзүмгә көчүш пикри күчийишкә башлиған. Бу хил пикирдики шәхсләрниң бири, җуңго хәлқ университети сийасәт факултетиниң сабиқ мудири, профессор лиң җйефу. Лиң җйефу йеқинда хитай рәһбәрлиригә хәт йезип, пәқәт федератсийә түзүмила хитайни қутқузуп қалалайдиғанлиқини илгири сүргән.

Профессор лиң җйефу, ху җинтав, ши җинпиң қатарлиқ хитай дөләт рәһбәрлиригә, гу бошйуң, шу сәйху қатарлиқ һәрбий мәсуллириға йазған мәктупида әскәртип, хитайни 6 җумһурийәткә бөлүшни вә бу асастики бир федератсийилик дөләткә өзгәртишни тәшәббус қилған. Униң мәктупида илгири сүрүшичә, у оттуриға қойған бу тәклип пикир тәйвәнни тинч бирликкә кәлтүрүш, аз санлиқ милләтләр билән болған зиддийәт вә «4-Ийул вәқәси» қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилишниң әң ақиланә йоли.

Лиң җйефу, тәйвән билән хитайниң давамлиқ бөлүнүп туруш вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқини әскәртиш билән биргә, хитай компартийисиниң уйғур, тибәт қатарлиқ районлардики йуқири бесимлиқ сийасити вә бастуруш һәрикитини тәнқид қилған. Хитай компартийисиниң 1989-Йили йүз бәргән «4‏-Ийул қирғинчилиқи» дики җавабкарлиқни үстигә елиши керәкликини оттуриға қойған. У, федератсийә тәшкил қилидиған 6 җумһурийәтниң миллий алаһидиликигә қарап әмәс, җуғрапийилик алаһидиликигә қарап тәсис қилинишини тәшәббус қилиду.

Униң пикиричә, уйғур аптоном райони, гәнсу, ниңшйа вә шәнши бирләштүрүлүп бир җумһурийәт қурулүши, чиңхәй билән шизаңни бирләштүрүп йәнә бир җумһурийәт тәшкил қилиши керәк. Шундақ қилип җуңго йуқириқи икки җумһурийәтни, шәрқий-Шимал, ички моңғол-Хебей, оттура төзләң вә тәйвән җумһурийитини өз ичигә алған 6 җумһурийәтлик бир федиратсийигә өзгәртилип, униңға «җуңхуа демократик қошма җумһурийәтләр дөлити» дәп нам берилишини тәләп қилған.

Лиң җйефу мухбиримизниң зийаритини қобул қилип, җуңго немә үчүн 6 җумһурийәткә бөлүнгән федиратсийилик дөләткә өзгириши керәк, дәп қарайдиғанлиқини чүшәндүрди.

Лиң җйефу әскәртип: «чүнки җуңго тәйвән мәсилисини һәл қилиши керәк. Федиратсийә түзүми йолға қойулмиса, җуңхуа минго һөкүмити бирлишишни қобул қилмайду. Пәқәт федиратсийилик түзүм астидила тәйвән бирлишишкә қошулиду. Бу биринчи амил. Иккинчи амил болса аз санлиқ милләтләр мәсилиси. Федиратсийә йолға қойулмиса, аз санлиқ милләтләрни хатирҗәм қилғили болмайду. Уларниң федиратсийә қармиқидики тармақ дөләтләрни қурушиға йол қойулғанда, уларни хатирҗәм қилғили болиду. Бизниң дөлитимиз бәк чоң. Демократийә арқилиқ башқурмақ интайин қийин. Әгәр федиратсийилик дөләткә көчүп, кичик дөләтләр қурулса, демократийини иҗра қилиш асанға чүшиду» дәп көрсәтти.

Лиң җйефу әпәндиниң илгири сүрүшичә, федиратсийә түзүмигә көчүшни тәқәзза қиливатқан 4-Амил болса, хитайниң җуғрапийилик алаһидилики билән мунасивәтлик. У, хитайниң земини кәң, җәнубий билән шималиниң җуғрапийилик пәрқий чоң икәнликини, шуңа иқтисадниң бир хиллиқи вә тәкши тәрәққийатини сақлаш қийинға тохтайдиғанлиқини билдүрди.

Лин җйефу хитай рәһбәрлиригә йазған мәктупида йәнә, хитай компартийисиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қаратқан йуқири бесимлиқ қаттиқ қол сийасити вә бастуруш һәрикитини тәнқид қилип, хитай компартийисиниң миллий территорийилик аптономийә түзүми миллий мәсилини һәл қилалмиғанлиқини оттуриға қойған. У, дүшәнбә күни мухбиримизниң зийаритини қобул қилғанда мәзкур мәсилә һәққидә тохтилип, миллий мәсилә 1949-Йилдин буйан изчил мәвҗут болуп келиватқанлиқини, бирақ компартийиниң бу мәсилини һәл қилиш чарисини тепиш орниға, бастуруш сийасити йүгүрүп кәлгәнликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, бастуруш вә йуқири бесимлиқ сийасәт мәсилисини һәл қилалмайду.

У: «йуқири бесимлиқ сийасәтниң өзи бир йахши тәдбир әмәс. Қорал билән адәм өлтүрүшни йахши иш дегили болмайду-Дә. Биз йуқири бесимлиқ сийасәткә тайинип, уларниң тинч вә хатирҗәм йашаш мәсилисини һәл қилалмаймиз. Уларға әркинлик бериш керәк. Сән уларға әркинлик бәрмисәң, уларниң тинч-Хатирҗәм йашишиға қандақ капаләтлик қилисән. Һазир аз санлиқ милләтләр, уйғурлар вә тибәтләр наһайити хатирҗәм әмәс. Һаман бир күни қаршилиқ көрситидиғанлар чиқиду. Қарайдиған болсиңиз, өзини көйдүрүш вәқәлири давамлиқ йүз берип туруватиду. Муқимлиқни қоралға тайинип сақлиғили болмайду. Әгәр федератсийилик түзүмни йолға қойуп, уларға мәлум әркинлик бәрсиңиз, уларни бир аз хатирҗәм қилиш мумкин» дәйду.

Лиң җйефу, өзиниң хитайни миллий алаһидиликкә қарап әмәс, җуғрапийилик алаһидиликкә қарап 6 җумһурийәткә айриш һәққидики тәклип пикридә, аз санлиқ милләтләрниң бу җумһурийәтләрдики территорийилик һоқуқи вә фонкитсийилик роли қандақ болидиғанлиқини чүшәндүрмигән. Бирақ лиң җйефу мухбиримизға әскәртип, өзи оттуриға қойған федератсийә тәклип лайиһиси сабиқ совет иттипақи вә йаки русийидики миллий алаһидиликни асас қилған федирал системиға охшимайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: «совет иттипақидики җумһурийәтләр әслидинла мустәқил дөләтләр иди. Кавказийидики грозийә вә шундақла летва, истонийә әслидики бир дөләт. Улар бу дөләтләрни бирләштүрүп, совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақини қурған. Улар мәлум нуқтиға кәлгәндә парчиланди. Бирақ бизниң федератсийә пиланимиз уларға охшимайду. Биз әсли бир дөләт. Биз һәр қайси районларниң сийасий арқа көрүнүшидики охшашмаслиқ вә районларниң җуғрапийилик шараитидики пәрқләрни асас қилип, федератсийә түзүмини йолға қоймақчи. Буниңға асасән шинҗаң, гәнсу, шәнши, ниңшйа бирлишип федирал һөкүмәт тәшкиллисә болиду. Бизниң пилан бу нуқтидин русийә федератсийисигә охшимайду.

Бирақ дунйа уйғур қурултийи, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қанунсиз ишғал қиливалғанлиқини илгири сүрүп, һәрқандақ милләтниң өз турмуш усули вә түзүмини таллаш һоқуқи барлиқини, уларниң келәчәк истиқбалиға мунасивәтлик һәр қандақ мәсилидә өз тәқдирини өзи бәлгиләш принсипиға һөрмәт қилишни, мустәқиллиқ йаки федератсийә йолиға меңишни шәрқий түркистан хәлқи өзиниң һөр ирадиси арқилиқ қарар қилиши керәкликини тәкитләп кәлди.»

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

Давайте поможем!



УВАЖАЕМЫЕ
СОГРАЖДАНЕ!!!

      В нашу ассоциацию «Инаят» обратился 34-летний инвалид 3-й группы (диагноз: рак) с просьбой помочь приобрести ноутбук. Он месяцами лежит в больнице  и ему  он очень необходим. У нашей организации (общественная работа) таких возможностей нет.
Обращаюсь к Вам с просьбой – давайте поможем, кто сколько может. Мы собрали немного, но этих денег мало. Молодой человек тронул нас своей
неуемной  жаждой к знаниям, неравнодушием к проблемам общества. Он всегда в поиске, изучает самостоятельно науки. Несмотря на безысходность, не опустил руки, не озлобился…
Буду рада любой сумме, которую Вы
пожертвуете!

                                         С уважением и просьбой к ВАМ:
                                                           Ахметова Хадия,  раб тел.: 
                                                                                      273-33-45;

                                                                            8-702-718-78-28.




 



 






Америкидики уйғурлар

Америкидики уйғурлар президент обамадин америкиниң қиммәт қаришиға игә чиқишини тәләп қилди
Мухбиримиз ирадә
2012-11-07

6-Нойабир күни америкида өткүзүлгән президент сайлими нәтиҗисидә, америка президенти барак обама рәқиби мит ромнейни йеңип, қайтидин президентлиққа сайланди.

AFP

Америкида өткүзүлгән президент сайлими нәтиҗисидә, америка президенти барак обама рәқиби мит ромнейни йеңип, қайтидин президентлиққа сайланди. 2012-Йили 6-Нойабир, чикаго.

Америка хәлқи обамани тәбрикләш билән биргә, униң бәргән вәдилирини әмәлийләштүрүп, америкини техиму гүлләндүрүшини үмид қилмақта. Биз бу мунасивәт билән америкида йашаватқан уйғурларға телефон қилип, уларниң көз қарашлирини алдуқ.

6-Нойабир күни сайлам күни әтигәндин башлап һәрқайси биләт ташлаш орунлириға йетип кәлгән америка хәлқи демократик тәртипләр бойичә биләт ташлап, өзлириниң президентини таллап чиқти. Америка президенти барак обама мит ромнейни йеңип чиқип, призидентлиқини йәнә 4 йил давам қилдурушни қолға кәлтүрди. Обаманиң ғәлибиси елан қилинғандин кейин, дунйадики һәрқайси дөләт рәһбәрлири вә шундақла хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш хәлқарадики түрлүк чоң орган-Қурулушлар арқа-Арқидин байанат елан қилип, обамани тәбриклиди вә шундақла өзлириниң обамадин күтидиған үмидлирини оттуриға қойушти.

Биз бу мунасивәт билән америкида йашаватқан уйғурларниңму көңүл сөзлирини аңлап беқишни мувапиқ тепип, америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди, америка аләм пән-Техникиси идариси насаниң тәтқиқатчиси әркин сидиқ әпәнди вә америкидики уйғур зийалийси илшат һәсән әпәндиләрни зийарәт қилдуқ.

Бу сөһбәтдашлиримиз һәммсиси охшимиған нуқтилардин өзлириниң обаманиң қайта сайлинишиға болған көз қарашлирини байан қилип өтүшти. Әмма сөһбәт давамида биз шуни һес қилдуқки, уларниң омабадин күтидиған үмиди охшаш. Йәни улар президент обаманиң америкиниң қиммәт қаришиға игә чиқип, дунйадики кишилик һоқуқ мәсилилиригә, езиливатқан хәлқләрниң тәқдиригә көңөл бөлүштәк мәйданида чиң турушни тәләп қилди.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, сөһбәтдашлиримизниң тәләп-Пикирлириниң тәпсилатини йуқиридики улиниш арқилиқ аңлиғайсиләр.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

«Уйғур» наминиң қоллиниши

«Уйғур» наминиң қоллиниши вә уйғурларниң һәқ-Һоқуқи
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012-10-15

«Уйғур» нами уйғур ели территорийисидики йәрлик милләтниң нами. Уйғур намини бу хәлқ милләт нами қилип қоллиништин илгирила узақ шанлиқ тарихида қәбилә, хақанлириниң җуғрапийилик нами қилип ишләткәнлики қиммәтлик мәңгүташ абидилиридә пүтүклүк.
Худди Мәһмуд Кәшқири түркий тиллар диванида «уйғур бир әлниң нами» дегинидәк «уйғур» дегән бу нам көп, өз нөвитидә йәнә бир сийасий нам сүпитидә қоллинилип кәлгән. Хитайниң асасий қануни вә аптономийә қанунлири бойичә уйғурларниң бу тарихий земининиң һазирқи сийасий намидиму «уйғур» нами гәвдиләндүрүлүп «шинҗаң уйғур аптоном райони» қилип бәлгиләнгән. Әмма, нөвәттә хитай даирилириниң мәтбуатларда, мәмурий һөҗҗәт, доклатларда «шинҗаң» йаки шинҗаң аптоном райони дәп қоллинип, земин игиси «уйғур» намини ғәйрий рәсмий чүшүрүп қойуши йаки қолланмаслиқи неминиң аламити? бу мәсилә уйғурларниң қайси хил һәқ-Һоқуқлирини дәхли-Тәрузға учратмақта?

Уйғур зийалийлири ейтқандәк «уйғур аптоном районида 47 милләт йашайду» дәйдиған гәп давамлиқ тәкрарлинип туриду. Әмма бу аптоном районниң исми қайси милләтниң исми билән атилидиғанлиқини тәкрарлайдиған адәм йоқ.»

Биз нөвәттә адәттики тил-Йезиқ истемалдин башқа, хитай мәтбуатлирида, мәмурий һөҗҗәтләрдиму шинҗаң уйғур аптоном райони намини қисқартип «шинҗаң сөһбәт йиғини, шинҗаң хизмити», «шинҗаңниң һалқима тәрәққийати», «шинҗаңчә роһ», «аптоном районниң мейипләр хизмити», «шинҗаң хәлқ турмуши қурулуш йили» дегәндәк уйғур аталғусини ташливетип қоллиниватқанлиқи вә буни аста-Аста һәммә саһәләргә омумлаштурушқа башлиғанлиқини көрүватимиз. Уйғурларни тақәтсизләндүрүватқини, миллити уйғур болған, тәйинләнгән уйғур аптоном райони рәислириниңму исим тахтилардики исминиң хитайчә йезилип қойулушиға йол қойуши, һәтта йиғин нутқини, хизмәт доклатлирини хитай тилида сөзлиши. Дәрвәқә уйғур аптоном райони рәиси нур бәкри радио-Телевизийә, мәтбуатларға бәргән 2012-Йил йеңи йил нутқида «йеңи йил һарписида, мән аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмитигә вакалитән...» Дәп сөзини башлиған вә сөз арилирида уйғур аптоном райони намини «шинҗаңниң тәрәққийати...»,«аптоном районимиздики һәр милләт хәлқи...» Дәп сөзлигән иди.

Шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур наминиң чүшүп қелиши, уйғурларниң һазир бар болған сийасий һәқ-Һоқуқлирини инкар қилиду. Хитай асасий қануни вә миллий территорийилик аптономийә қанунлириниң һәр бир бәлгилимиси аптоном һоқуқи берилгән милләтниң нами билән бир туташ йәни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни бойичә, миллий территорийилик җайларда аптономийә қануни йүргүзиду дәп бәлгиләнгән, бу нуқтидин ейтқанда, уйғурлар дийариниң қанунлуқ нами «шинҗаң» өлкиси йаки «шинҗаң аптоном райони» болмастин уйғур аптоном районидур.

Миллий территорийилик аптономийә қануни низамлириға қарап чиқайли:
3-Мадда: аптоном районниң йәрлик миллити, аптоном район ичидә әң һоқуқлуқ милләттур.
4-Мадда: аптоном район ичидә шу йәрлик милләтниң дини, тили, йезиқи, маарипи, өрп-Адити, мәдәнийәт-Сәнити, екологийә-Муһити, нопуси, байлиқи, туприқи қатарлиқлар алаһидә қоғдилиду.
5-Мадда: аптоном район ичидә шу йәрлик милләт кишилири алди билән аптоном район ичидики әвзәл шараитлардин бәһримән болиду.... Ваһаказалар.

Бу қанун маддилар уйғур аптоном районидики уйғурларниң өзи йашаватқан райондики һәммидин йуқири имтийазиға игә милләт болупла қалмай йәнә, хитайниң башқа җайлиридин пәрқлиқ һалда аптономийә һоқуқиға игә милләт икәнликини көрситиду. Мана бу уйғур сөзиниң чүшүп қелиши қанунға һөрмәт қилмаслиқ мәсилисила болуп қалмастин, уйғурларниң тәқдири мәсилисигә четилидиғанлиқини көрәләймиз. Шу вәҗидин уйғур зийалийлири уйғур аталғусиниң чәткә қеқилиши барлиқ саһәләргә сиңип кириватқан бир пәйттә, бу мәсилини көп қатламлиқ вә чоңқур муһакимидин өткүзүш һәқиқәтәнму зөрүр дәп қаримақта.

Дунйа уйғур қурултийи сабиқ муавин рәиси зийалий мәмәт тохти әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониниң намини ишлитиштә уйғур намини мәқсәтлик қисқартишқа урунуши уйғурларға йүргүзүватқан йоқитиштин ибарәт түп сийаситиниң бир қисми шундақла гәвдилик бир символи икәнликини оттуриға қойди, униң қаришичә, бу бир аддий һалдики аталғуни ихчамлаш йаки чиқириветиш болмастин, «уйғурни йоқитиш» мәқситидики қәстән елип бериливатқан һәрикәттур.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

СООБЩЕСТВО ПРЕКРАЩАЕТ РАБОТУ НА МАЙЛ РУ

Ассалам Алеикум қериндашлар!!! Биз ВКонтакте ДЖамийәт ториға көчтук. vk.com/chin_uighur_avladi 
Mail.ru торидики ишлиримизни биз тохтатиш мәджбур болдуқ, сәвәви, МайлРу-ниң мураджатлири аз боливатиду!!! 
Ассалам Алеикум кериндашлар! 
Спешу донести до вас то что мы теперь в полной мере функционируем и в ВК. - vk.com/chin_uighur_avladi
и ПРЕКРАЩАЕМ СВОЮ ДЕЯТЕЛЬНОСТЬ В MAIL.RU ТАК КАК ВОЗМОЖНОСТИ В СООБЩЕСТВАХ МАЙЛ.РУ ОГРАНИЧЕНЫ.
Новости, видео, статьи и много всякой полезной информации ждут вашего

Әркин әкрәм: ххж йеңи рәһ

Әркин әкрәм: хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири

Хитай коммунистик партийисиниң 18 - Қурултийи йеқинлишип қалған бу күнләрдә, йавропа шәрқий түркистан бирликиниң саһипханилиқ қилиши, германийә баварийә парламенти сотсийал демократлар партийиси, йешиллар партийисиниң бирликтә тәшкиллиши вә дунйа уйғур қурултийиниң қоллиши билән баварийә парламентида «хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири» намлиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән иди.


1 Түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди «хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири» мавзулуқ доклат бәрмәктә
2 Ху Зин Тао. 
3 Нур Бекри


Германийә баварийә парламентиниң залида өткүзүлгән бу йиғинға дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири, уйғур паалийәтчилири вә уйғур зийалийлири, алимлири билән биргә, хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири, парламент әзалири һәм уйғур мәсилиси һәққидә тәтқиқат елип бериватқан чәтәллик тәтқиқатчилар тәклип бойичә қатнишип сөз қилған иди.

Йиғинда түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм әпәндиниң «хитайдики йеңи рәһбәрлик өзгириши вә униң уйғурларға болидиған тәсири» мавзулуқ доклати йиғин әһлиниң диққәт етибарини қозғиған.

Биз бүгүнки программимизда доктор әркин әкрәм әпәндиниң доклатиниң мәзмунлирини аңлитимиз.


Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

ДУК Европа парламентида.

Дунйа уйғур қурултийи һәйити йавропа парламентида муһим учришишларни елип барди

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, муавин рәиси сейит түмтүрк вә өмәр қанат әпәндиләрдин тәркиб тапқан һәйәт йавропа сайаһитиниң иккинчи бекити болған белгийиниң пайтәхти йавропа парламентида наһайити муһим учришишларни елип барди.


RFA/Erkin Tarim

Дунйа уйғур қурултийи һәйити йавропа парламентида муһим учришишларни елип барди. 2012-Йили сентәбир. Белгийә.


25-Сентәбир күни сәһәр алди билән йавропа парламенти ташқи ишлар комитети әзаси аликсандер граф ламисдроф билән учрашти, кейин инсан һәқлири комитети әзаси естонийилик парламент әзаси киристина ойуланд, хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси, парламентниң инсан һәқлири комитети әзаси мирйам орсагова, йавропа парламенти инсан һәқлири комитетиниң муавин рәиси, болғарийилик парламент әзаси метин қазақ қатарлиқ ондин артуқ парламент әзалири билән учрашти.

Д у қ рәиси рабийә қадир башчилиқидики һәйәт парламент әзалири билән учришип, шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики һәққидики доклатлирини бәрди вә уларға уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә әң йеңи мәлуматларни сунди. Булардин башқа йавропа парламентида 2013-Йили өткүзүлмәкчи болған илмий муһакимә йиғини, доклат бериш йиғини қатарлиқ паалийәтләргә қарита йардәм тәләп қилди. Д у қ һәйити йәнә йавропа парламентиниң әзалириға шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликини тәкшүрүш үчүн шәрқий түркистанға мәхсус һәйәт әвәтиш тәклипини сунди.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.

хитай консулханисиға тухум етип намайиш қилди

Голландийидә йәнә бир қиз хитай консулханисиға тухум етип намайиш қилдиҺазир ениқсиз мәлуматларға көрә голландийидә сийасий панаһлиқи һәл болмай сақлаватқан илтиҗачи уйғурларниң сани 200 дин артуқ дәп тәхмин қилинмақта.


RFA/Pidaiy

Сийасий панаһлиқ тилигүчиләрни тутуп туруш лагеридин чиқириветилгәндин кийин ғәмгә патқан дилрәба абләт хийал сүрмәктә. 2012-Йили сентәбир, голландийә.

Улардин бәзиси бир нәччә йилдин бири сақлаш билән кампларда вә далдилинип туруватқан йәрлиридә үн-Түнсиз йашимақта. Көпинчиси тәшкилатлар билән алақә орнитип, қачан намайиш тәшкилләнсә актиплиқ билән қатнишип материйал топлап, адвокатлири арқилиқ мунасивәтлик орунларға йоллашниң койида тепирлимақта.

Голландийидә 6-7 Айдин бири парчилинип кәткән бирләшмә партийиләрдин тәшкилләнгән иҗрачи һөкүмәтниң қайтидин тәртиплиниши сәвәблик, худди тинч судәк җимип кәткән панаһлиқ ишлири сәбиргә көндүрүвәткән уйғурлардин бәзисиниң пиғанини ташурувәттиму қандақ, йеқинда илтиҗа тәлипи рәт қилинип, камптин һәйдәп чиқирилған бир уйғур қизи хитай консулханисиға тухум етип, шоар товлап намайиш қилған. Узун өтмәй сақчилар келип мәзкур қизни тутқун қилған вә қисқиғина соал-Сорақтин кейин қойувәткән.



Сийасий панаһлиқ тилигүчи дилрәба абләт голландийидә турушлуқ хитай консулханисиға тухум атмақта. 2012-Йили сентәбир, голландийә.


Дилрәба исимлик бу қиз хитай консулханисиниң алдиға немә үчүн барди? униң намайиш җәрйани қандақ болди? сақчилар уни тутувалғандин кейин, немә дәп қойуп бәрди? у қорқтиму? пушайман қилдиму? униң вападар дости униңға қандақ йардәм қилди?

Йуқиридики аваз улинишидин дилрәба қиз билән өткүзгән сөһбитимизни аңлиғайсиз.


http://www.rfa.org/uyghur/x...

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.


уйғур тилини қоғдаш

Бейҗиң милләтләр университети дотсенти илһам тохти қатарлиқ уйғур зийалийлар тәрипидин тәййарланған «ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипиға тәләп» намлиқ чақириқ 2010-Йили нойабирда хитай һөкүмитигә сунулғанлиқи уйғур тор бәтлири арқилиқ ашкариланған иди.

Венгрийидә өткүзүлгән хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизиниң йиғиниға қатнашқан бир қисим вәкилләр. 2011-Йили феврал, венгрийә.

Хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида йүргүзүватқан тил-Йезиқ вә маарип сийаситигә қарита мәзкур тәләпнамидә 6 түрлүк чақириқ 12 маддилиқ конкрет тәләпләр билән оттуриға қойулған, мәзкур тәләпнамигә асасән хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати Уйғур қәләмкәшләр шөбиси Тәрипидин уйғурларниң ана тилини ишлитиш вә ана тилида маарип елип бериш һоқуқини қоғдаш һәққидә сунулған қарарнамә, 8-Сентәбирдин 15-Сентәбиргичә корийидә чақирилған хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң 78-Нөвәтлик қурултийида мақулланған. Мәзкур қарарниң мақуллиниши, уйғурларниң өз ана тили вә маарипини қоғдаш һәрикитиниң хәлқаралашқанлиқиниң тунҗи қәдими һесаблиниду. Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һәқ-Һоқуқ бөлүминиң мәсули қәйсәр өзһун әпәнди мухбиримиз гүлчеһрәниң зийаритини қобул қилип бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди.

http://www.flickr.com/photo...

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.


Хитай: «қанунсиз диний қилмишлар»

Уйғур елидә динға қаритилған чәкләш вә бастуруш таза күчәйтилгән мәзгилдә, хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидики аталмиш «қанунсиз диний қилмишлар» ниң түрини көпәйтиш қарар лайиһисини оттуриға қойди.

Мәзкур қарар лайиһиси 25-Сентәбир үрүмчидә чақирилған уйғур аптоном райони 11-Нөвәтлик хәлқ қурултийи 38-Йиғинида оттуриға қойулған болуп, даириләр йиғинда «уйғур аптоном райониниң диний ишларни башқуруш низамнамиси» гә түзитиш киргүзгән вә мәзмуни көпәйткән.

«Асийа киндики» гезитиниң хәвәр қилишичә, мәзкур йеңи низамнамидә интернет, йанфон вә башқа рәқәмлик үскүниләрдин пайдилинип диний мәзмундики нәшр буйумлирини тарқитишниң җинайәт һесаблинидиғанлиқи көрситилгән.

Низамнамидә йәнә аталмиш «қанунсиз диний буйумлар» ға изаһат берилгән. Булар миллий өчмәнлик вә миллий кәмситишкә қутратқулуқ қилидиған, милләтләр иттипақлиқиға зийан салидиған, миллий бөлгүнчилик, диний радикаллиқ вә терроризмни тәшвиқ қилидиған буйумларни өз ичигә алидикән.

Һалбуки, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайда аталмиш «қанунсиз диний паалийәт» вә «қанунсиз диний нәшр буйумлири» ға берилгән изаһатларниң бәкла мүҗмәл икәнлики, хитайниң шу хил мүҗмәлликтин пайдилинип диний бастуруш елип бериватқанлиқини әйибләп кәлмәктә.

Copyright © 1998-2011 Radio Free Asia. All rights reserved.



Срочно требуется!!!

Для нашего сообщества срочно требуется креативщик, корреспондент и оформитель.
Желающих попробовать себя на вакантные должности просим писать.
Условия: Должен владеть уйгурским и русским(обязательно)
арабским, английским, немецким,  турецким, казахским и китайским(желательно)
приветствуется знание других иностранных языков.
Знание истории уйгуров.
Должен владеть ПК.
PS: должность не приносит дохода!!! все исключительно на безоплатном труде.

В этой группе, возможно, есть записи, доступные только её участникам.
Чтобы их читать, Вам нужно вступить в группу